Шуңа, әгәр оң көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташлавәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа ташланғинидин, бәдиниңдики бир әзаниң набут болғини көп әвзәл. Әгәр оң қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташлавәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа киргинидин көрә, бәдиниңдики бир әзадин ваз кәчкиниң көп әвзәл.