Тописи кам ташлиқ йәрләргә чечилған уруқларға кәлсәк, улар Худаниң сөзини аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Һалбуки, Худаниң сөзи уларда йилтиз тартмиғачқа, улар узунға бәрдашлиқ берәлмәйду. Худаниң сөзигә ишәнгәнлигидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриса, Худа йолидин дәрһал чәтнәп кетиду.