Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Силәр қайтип берип, яратқан мөҗүзилиримни вә ейтқан тәлимлиримни Йәһияға йәткүзүп: «Корларниң көзи ечилди, токулар маңалайдиған болди, мохо кесили болғанлар сақайди, паңлар аңлалайдиған болди, һәтта өлгәнләрму тирилди вә кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүлди», дәп ейтиңлар.