Пәрвәрдигар қурванлиқтин мәмнун болуп, көңлидә: «Инсанларниң қилмишлири үчүн йәргә қайта ләнәт ейтмаймән. Инсанларниң кичигидин тартип нийитиниң пүтүнләй яманлиғини билимән. Шундақ болсиму, йәр йүзидики барлиқ җанлиқларни һәргиз бу қетимқидәк қайта йоқитивәтмәймән. Йәр йүзи бир күн моҗут болса, униңда терим-жиғим, иссиқ-соғ, қиш-яз, кечә-күндүзму моҗут болиду!» — деди.